Қирғизистан уйғурлири-5июл қанлиқ қирғинчилиқни тор арқилиқ хатирилиди

Ихтиярий мухбиримиз ферузә
2020.07.06
herbiy-5-iyul-urumchi-weqesi.jpg 5-Июл тинчлиқ билән елип берилған уйғур яшлириниң намайишини бастуруш үчүн үрүмчигә киргән хитай қораллиқ күчлири. 2009-Йили 16-июл, үрүмчи.
REUTERS

“5-июл үрүмчи вәқәси” уйғурлар тарихида ирқий қирғинчилиқ күни дәп қариливатиду. Пүтүн дунядики уйғурлар бу күнни хатириләп хитай һөкүмитигә наразилиқ билдүрүп кәлмәктә. Қирғизистан уйғурлири һәр йили йиғин уюштуруп қурбан болған шеһитларға атап қуран тилавәт қилип бу күнни хатирилимәктә иди. Лекин бу йили корона вируси кесилиниң ямрап кәткәнлики үчүн қанлиқ вәқәниң 11-йиллиқини хатириләш паалийити торда өткүзүлди.

Җалал абад шәһиридики “иттипақ” җәмийитиниң шөбиси рәиси әлишир насирахунофниң уюштуруши билән “5-июл үрүмчи вәқәси” ниң 11-йиллиқини хатириләш вә хитай һөкүмитигә наразилиқ билдүрүш паалийити торда өткүзүлди. Радио зияритимизни қобул қилған әлишир насирахуноф “5-июл үрүмчи вәқәсини әсләп хатириләш бу уйғурларниң пәрзи һәм қәрзи” деди.

Хатириләш паалийити “ватсап” вә “инстаграм” қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда елип берилди. Уюштурғучилар өз өйлиридә видейо тәйярлап иҗтимаий таратқуларға әвәтишти. Мәзкур видейо тарқитиш паалийитигә җалал абад шәһириниң уйғур аһалисиниң он икки нәпәр актипи қатнашти. Улар өзбек вә уйғур тиллирида өз наразилиқлирини ейтишти. “иттипақ” шөбисиниң рәиси әлишир насирахуноф 5-июл үрүмчи вәқәсиниң келип чиқиши тоғрисида тәпсилий доклат оқуди. Актиплар арисидики хуршидәм, мубарәк вә мәвлюдә ханимлар өз видейолирида азадлиқ үчүн қурбан болған шеһитларни бир туғқан қериндашлири дәп қарап, уларни мәңгү унтумаслиқини тәкитләшти.

Улар йәнә видейо билән биллә мунасивәтлик рәсимләрни тарқитишқан иди.

Әпсуски бишкәк шәһиридики уйғур җамаити корона вируси сәвәбидин мәркәзләшкән бир паалийәт өткүзмигән болсиму, әмма уйғур яшлири инстаграм сәһипилиридә “5-июл үрүмчи вәқәси” гә аит видейо вә рәсимләрни тарқитишти. Зияритимизни қобул қилған қирғизистандики тәйкивандо, йәни әркин муштлишиш тәнһәрикити бойичә дуня чемпийони әкбәр һейтахуноф “5-июл үрүмчи вәқәси уйғур хәлқиниң бүгүнки заман тарихидики әң қара күнлириниң бири” дәп тәкитлиди.

У мундақ деди: “бу бизниң хәлқимизниң әң мусибәтлик күнлиридин биридур. Бу, келәчәк әвладлирини қирған, уйғур яшлирини қиривәткән күндур. Бү күнләрни хатирилигәндә көңүл бәкму биарам болиду, бу бәк қара матәм күнидур, биз һәмишә бу күнләрни әсләп вә қурбан болған шеһитларни һөрмәтлишимиз керәк”.

2019-2020 Йиллири қирғизистан уйғур яшлири уйғур дияридики қериндашлири дуч келиватқан вәзийәткә алаһидә диққәт бөлмәктә. Улар йәнә қирғизистанда уйғур тили вә мәдәнийитини сақлап қелиш үчүн бир қатар чарә-тәдирләрниму елип бармақта.

Бишкәктики қирғизистан уйғурлириниң “иттипақ” җәмийити һәр йили 5-июл күни мунасивити билән уйғур җамаити вәкиллирини бир йәргә топлап, хатириләш паалийәтлирини өткүзүп кәлгәниди. Әмма, бу йил корона вирусиниң бишкәктә ямрап кәткәнлики сәвәбидин бундақ йиғилиш вә хатириләш паалийәтлирини өткүзүшни әмәлдин қалдурди. Қирғизистан уйғурлири асаслиқи бишкәк шәһири вә униң әтрапиға мәркәзләшкән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.