Қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң 30 йиллиқини хатирилиди

Ихтиярий мухбиримиз ферузә
2019.11.26
tamashabilar-30-yilliq-xatire-murasimida.jpg Қирғизистандики “иттипақ” җәмийәтниң тәшәббускари музәппәрхан қурбаноф вә баш катипи әкбәрҗан баудуноф тамашабинлар арисида. 2019-Йили 24-ноябир, бишкәк.
RFA/Féruze

24-Ноябир күни қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң 30-йиллиқ хатириси өткүзүлди. Мурасим бишкәк шәһириниң “опера вә балет” тиятирида қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийити тәрипидин уюштурулди. Мәзкур мурасимға қирғизистан җумһурийитиниң алий кеңишиниң вә һөкүмитиниң әзалири, президент аппаратиниң хадимлири, қирғизистан хәлқ кеңишиниң рәиси, аз санлиқ милләтләр мәркәзлириниң рәислири, өлималар, қирғизистанниң бәш вилайәт вәкиллири, шундақла қазақистан, өзбекистан вә русийәдики уйғур җамаәтчиликиниң вәкиллири болуп, җәмий 800 дин ошуқ киши қатнашти.

1989-Йили сабиқ совет иттипақиниң сияситидә демократийәниң шамили иҗабий тәрәпкә йүзләнгән пәйттин пайдилинип, уйғур хәлқиниң бешини қошидиған бир миллий мәркәзни қуруп чиқиш мәсилисини уйғур зиялийлиридин музәппәрхан қурбаноф қатарлиқлар оттуриға қойғаниди. Нәтиҗидә, 1989-йили, 17-декабир, “иттипақ” җәмийитиниң тәсис қурултийи ечилди. 30-Йил җәрянида “иттипақ” җәмийити өзигә лайиқ иш-чариләрни әмәлгә ашуруп, уйғур хәлқиниң мәдәнийәт-сәнитини вә тарихиниң тәрәққий қилишиға тиришип кәлмәктә, шу җүмлидин “иттипақ” җәмийитиниң қурулғанлиқиниң 30 йиллиқини хатириләш паалийитини өткүзди.

Тәнтәнилик мурасим қирғиз җумһурийитиниң марши билән рәсмий ечилип, қирғиз, уйғур вә рус тиллирида елип берилди. Алди билән қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң рәиси әсқәр қасимоф җамаәткә иллиқ салам йоллап, қатнашқучиларға өз миннәтдарлиқини билдүрди.

Мурасим давамида уйғур хәлқи вә шәхсән “иттипақ” җәмийити тоғрисида нурғун нутуқлар сөзләнди. Қирғиз җумһурийитиниң алий кеңишиниң муавин рәиси бәкироф нурлан, уйғур хәлқиниң қирғиз җумһурийитиниң тәрәққиятиға узун йиллардин буян зор төһпиләрни қошуп келиватқанлиқини тәкитләп өтти. У мундақ деди.

“қирғизистанниң тарихи, мәдәнийити, иқтисад, саламәтлик вә йәнә башқа саһәләрдә уйғур хәлқиниң оғул-қизлири зор төһпиләрни қошуп кәлмәктә. Фашистларға қарши урушта, вә башқа еғир күнләрдиму уйғур хәлқи қирғиз хәлқи билән биргә өзлириниң мәхсус төһпилирини қошуп кәлгәниди. Уларниң қатарида ибохан сайпова тракторист ханим, сотсиялистик әмгәк қәһримани унваниға еришкәнлики, буниң ярқин бир ипадиси” деди.

Қирғиз җумһурийитиниң алий кеңишиниң әзаси пәрһат туләндибайеф өз нутиқида қирғизистан уйғурлирини иттипақлиққа чақирди вә өзиниң қирғиз җумһурийитигә аз санлиқ милләтләргә яритилип бәргән шараитлар үчүн рази икәнликини билдүрди.

Қирғизистан хәлқ кеңишиниң рәиси әркебайеф абдуғени өз нутиқида қирғизистан уйғурлири өз миллий кимликини сақлап равҗландуриватқанлиқи үчүн сөйүңәнликини тәкитләп, дипломатик һалда, уйғур диярида қийниливатқан мусулманлар үчүн ечиниватқанлиқини билдүрди. У мундақ деди.

“мән чин қәлбимдин уйғур қериндашлиримни 30-йиллиқ тәвәллуди мунасивити билән тәбрикләймән. Тарихий вәқәләргә қариғанда қирғиз вә уйғур хәлқлири узун йиллардин буян қериндашлиқ мунасивәттә яшап кәлмәктә. Бүгүн мән бәк хошалмәнки мустәқил қирғизистанда уйғур қериндашлиримиз, башқа милләтләр билән биргә, өз миллий кимликини сақлап раважландуруп кәлмәктә, лекин бәзи дөләтләрдә, биз һәммимиз билимиз, қериндашлиримиз еғир күлпәтләргә учрап кәлмәктә.” деди

Шуни тәкитләп өтүш керәкки, һәр бир нутуқ сөзлигүчигә қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийити тәрипидин уйғур допписи тәқдим қилинди.

Мурасим давамида йәнә русийә, өзбекистан вә қазақистандин кәлгән уйғур җамаәтчиликиниң вәкиллири нутуқларни сөзләп совғатларни тапшурди. Қазақистанда нәшр қилинидиған “уйғур авази” гезитиниң баш муһәррири иршат әсмәтоф өз нутқида “иттипақ” җәмийити билән 30 йил җәрянида достлуқ алақидә болуватқанлиқини тәкитләп, уйғур җамаәтчиликиниң өмлүк вә иттипақлиқта техиму чоң утуқларға еришишини үмид қилидиғанлиқини изһар қилди.

Зияритимизни қобул қилған иршат әсмәтоф, 1989-йили “иттипақ” җәмийитиниң қурулғанлиқи қазақистанлиқ уйғурларниму сөйүндүргәнликини тәкитләп, шәхсән өзи бир нәччә иш-чариләргә қатнашқанлиқини ейтип, “иттипақ” җәмийитиниң сабиқ рәиси, мәрһум ниғмәт босақофни әсләп өтти.

Иршат әпәнди йәнә, қирғизистан уйғурлири һәр саһәләрдә зор утуқларға еришкәнликини тәкитләп, лекин ана-тил җәһәттин чоң қийинчилиқларниң барлиқини тилға алди. . . .

Мурасим давамида йәнә “иттипақ” җәмийитиниң тәрәққиятиға зор төһпиләрни қошқанлиқи үчүн вапат болған ниғмәт босақоф вә иршат әббасофларни “иттипақ” ордени билән мукапатлиди шундақла җәмийәтниң тәшәббускари музәппәрхан қурбаноф вә баш катипи әкбәрҗан баудуноф, вә сабиқ рәисләр розимуһәммәд абдулбақи, дилмурат әкбароф вә артиқ һажийефларму “иттипақ” ордени билән мукапатланди.

“иттипақ” җәмийити тәшкил қилинғандин кейин аялларму актиплиқ билән һәр хил паалийәтләргә қатнишип, милләт үчүн өз төһпиләрни қошуп кәлмәктә. “иттипақ” җәмийитиниң әң биринчи “аяллар комитетиниң” әзаси, һазирқи мәзгилдә “қирғизистан уйғур аяллар бирлик” иниң рәиси чәшмәм мухтарова, радийо зияритимизни қобул қилип өз әслимилирини бир парчисини ейтип, вә бәзи көз қарашлирини оттуриға қойди.

Мәзкур мурасим үч саәттин ошуқ давам қилди. “иттипақ” җәмийити яшлар комитети тәрипидин уюштурулған консерт көрситилди. “интизар” миллий саз ансамбили, “юлтуз” уйғур миллий уссул ансамбиллири өз номурлирини тәқдим қилишти, шундақла қазақистандики қуддус ғоҗамияроф намидики уйғур тиятириниң маһирлириниң “яшлиқ” нахша гурупписи вә “рухсарә” миллий уссул ансамбили сәнәт номурларни орундап тамашибинларниң қизғин алқишлириға еришти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.