Хитай даирилириниң 5 - июл кечичә қораллиқ тенҗитиш елип барғанлиқи ашкариланмақта
Мухбиримиз җүмә
2009.11.16
2009.11.16
Әнгилийә "йәкшәнбә вақит гезити" ниң бу һәқтә үрүмчидә тәкшүрүш елип берип бәргән мәлуматқа қариғанда, уйғур вә хитай гуваһчилар ат бәйгә мәйданида таң атқичә оқ етилғанлиқини билдүрүшкән.
Шавкәт исимлик бир уйғур, 5 - июл кечидә аңлиғанлири һәққидә тохтилип: "мән етилдақ билән пилимотниң авазини пәрқләндүрәләймән. Оқ авазини кечичә аңлидим. Әмма қериндашлиримиздин қанчисиниң өлтүрүлгәнлики вә қанчисиниң тутуп кетилгәнликини билмәймиз" дегән.
Бир хитай аял, өзиниң бастуруш җәрянида көргәнлирини сөзләп бәргән вә: " улар пүтүн районниң токини кесивәткәндин кейин, берип уларға тегиш қилди. Оқ кечичә етилди," дегән. У йәнә, ток кесиветилгән болғачқа җиқ көрәлмигәнликини қошумчә қилған.
Мухбир йәнә, үрүмчидә 5 - июл өлтүрүлгәнләрниң мәхпий һалда қумлуққа көмүветилгәнлики һәққидә сөз - чөчәк барлиқини, лекин һечкимниң буни ениқ билмәйдиғанлиқини язған.
5 - Июл үрүмчи намайишини бесиқтуруш җәрянида, хитай даирилири 12 адәмниң етип өлтүрүлгәнликини етирап қилған болсиму, 5 - июл кечидә токни кесивәткәнликини һәмдә кечичә оқ чиқарғанлиқини рәт қилип келиватқан иди.