5 - Июл вәқәси дунявий йилнамә алманахқа киргүзүлди
Америкида нәшр қилиниватқан мәзкур йилнамида дуняда шу бир йил ичидә йүз бәргән зор иҗтимаий, сиясий вәқәләр вә астрономик өзгиришләр қатарлиқ инсанийәт тарихиға тәсир көрсәткән һәмдә көрсәткүси вәқәләр хатирилиниду.
Бәзи уйғур паалийәтчилири 5 - июл вәқәсини уйғурларниң қәһриманлиқ роһиниң абидиси дәп қариса. Бәзи уйғур көзәткүчиләр вәқәни, хитай - уйғур мунасивитидики дәвр бөлгүч вәқә дәп баһа бәргән; чәтәл мутәхәссислири болса, мәзкур вәқәни хитайниң 60 йиллиқ милләтләр сияситиниң мәғлубийитиниң намайәндиси дәп көрсәткән.
Алманах 1880 - йиллардин башлап америкида нәшр қилинишқа башлиған қәдимий вә нопузлуқ йилнамиләрдин биридур.