Дуня уйғур қурултийиниң 3 - нөвәтлик йиғини ғәлибилик тамамланди
Бу нөвәтлик қурултайда дуня уйғур қурултийиниң рәһбәрлири сайлап чиқилған болуп, қурултай рәисликигә қурултайниң илгирики рәиси уйғур миллий һәрикитиниң йетәкчиси рабийә қадир ханим қайта сайланған иди.
Йепилиш мурасимиға қурултайниң йеңи сайланған рәһбәрлири вә қурултай вәкиллири қатнашти һәмдә дуня уйғур қурултийиниң кәлгүси һәрикәт пилани вә сиясий программилирини оттуриға қойди.
Дуня уйғур қурултийиниң 3 - нөвәтлик қурултийиниң ечилиш мурасими 21 - май америка дөләт мәҗлиси бинасида елип берилған иди.
Бу нөвәтлик қурултай вә башқа паалийәтләр интайин мол мәзмунлуқ елип берилған болуп, қурултай вәкиллири 18 - 19 - май күнлири америка демократийини илгири сүрүш фонди җәмийитидә өткүзүлгән хитай ишғалийитидики шәрқий түркистанниң 60 йиллиқи намлиқ хәлқара муһакимә йиғинға иштирак қилди вә америка пайтәхтидә зиярәтләрдә болди.
Мәлум болушичә, бу нөвәтлик йиғиндин кейин, қурултайиниң рәһбәрлик системисида муәййән өзгириш ясалған болуп, қурултай мәсуллири 26 - май бу һәқтә рәсмий ахбарат елан қилиш йиғини өткүзидиғанлиқини илгири сүрмәктә.