Багаң полат завутиниң ишчилири һоқуқини қоғдаш үчүн завут даирилириниң үстидин әрз қилған
Мухбиримиз әркин
2009.04.24
2009.04.24
Радиомизниң игилишичә, сот мәһкимиси мәзкур дава үстидин пәйшәнбә күни сот ачқан болуп, давагәрләр завут даирилирини сот мәһкимиси билән тил бириктүрүп, давада сахтипәзлик қилиш билән әйиблигән.
Пәйшәнбә күнки сотқа ишчилар вәкиллиридин уйғурларни асас қилған 8 киши қатнашқан. Ишчилар вәкиллиридин су гуаң исимлик бир киши радиомизға сотниң бир саәт давамлашқанлиқини, лекин сотчиниң һәр хил баһанә сәвәбләрни көрситип, ишчилар вәкиллириниң пикир баян қилишини тосқанлиқини билдүрди.
Халмурат исимлик йәнә бир ишчилар вәкили сотниң наһайити тез ахирлашқанлиқини әскәртип, сотчиниң ерәңсизликини тәнқидлигән. Ишчилар вәкиллириниң әскәртишичә, 2007 - йили 11 - айда хитайниң йеңи әмгәк тохтам қануни йолға қоюлушдин бурун, завут даирилири тохтам қанунидин өзини қачуруш үчүн әмгәк мулазимәт ширкити қуруп, уларниң штатини әмгәк мулазимәт ширкити қармиқидики ялланма ишчиларға өзгәрткән.
Багаң полат завути үрүмчи районидики уйғур ишчилар бир қәдәр көп топлашқан аз сандики йәрлик карханиларниң бири иди. Лекин мәзкур завут йеқинқи йилларда бавшән полат төмүр гуруһиға сетиветилгән.