Афғанистан - хитай парламент рәһбәрлири ' террорлуқ' қа қарши һәмкарлишидиғанлиқини билдүрди
Хитайниң шинхуа агентлиқи бу һәқтики бир хәвиридә ву баңгониң "биз афғанистан билән террорлуқ вә зәһәрлик чекимликкә мунасивәтлик җинайи ишларға қарши һәмкарлиқни күчәйтишкә тәйяр" дегәнликини хәвәр қилған болсиму, лекин аталмиш "террорлуқ " қа қарши һәмкарлиқниң тәпсилий диталлирини тилға алмиған.
Юнус қануниниң зиярити америка афғанистанда қошун көпәйтип, талибанларға қарши һуҗумни күчәйткән, хитай ш.Т.И. Һәрикитиниң хирисиға дуч келиватқанлиқини тохтимай давраң селиватқан мәзгилдә елип берилған иди.
Юнус қануни хитайни зиярәт қилиштин сәл бурун афғанистан ташқий ишлар министири рангин дадфар спанта бейҗиңни зиярәт қилип, ш. Түркистан - афғанистан чегрисидики вахан каридорини ечишни тәләп қилған. Хитай һөкүмити болса афғанистан тәрәпниң бу тәклипини ойлишип көридиғанлиқини билдүргән иди.
Ву баңго дүшәнбә күни қануни билән көрүшкәндә йәнә, афғанлар билән сода - иқтисади һәмкарлиқни күчәйтишкә һазир икәнликини, афғанистанниң мустәқиллиқи, игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилидиғанлиқини тәкитлигән.
Бирләшмә агентлиқи бу һәқтики бир хәвиридә, америкиниң афғанистандики мәвҗүтлуқи хитайни наһайити биарам қиливатқанлиқини, лекин хитай афғанистандики тәсири вә мәнпәәтини қоғдашниң әң яхши йоли афғанлар билән содини күчәйтиш дәп қарайдиғанлиқини илгири сүргән.