Хитай даирилири сәнәткар әй вейвейниң баҗ төләштин өзини қачуруш җинайити билән қолға елинғанлиқини билдүрди
Мухбиримиз җүмә
2011.05.21
2011.05.21
Хитай ахбаратиниң җүмә күнидики хәвиридә, бу ширкәтниң һесабат хатирисини қәстән көйдүрүвәткәнлики, бу һәқтики учурларни намәлум разведчикларниң ениқлап чиққанлиқини билдүргән.
Әмма хәвәрдә, төләнмигән баҗ миқдари вә тәкшүрүшни қайси разведчикларниң елип барғанлиқи һәққидә тәпсилий учур берилмигән.
Әй вейвейниң аяли лу чиң билдүрүшичә, бейҗиң мәдәнийәт тәрәққият ширкити әй вейвейниң сәнәт буюмлирини сетиш үчүн қурулған болуп, ширкәт лу чиңниң намида тизимға елинған икән.
Әй вейвей хитайниң бир партийилик түзүмигә қарши пикир баян қилған очуқ пикирлик сәнәткарлардин бири.
Хитай даирилири өткән 6 һәптидин буян сәнәткар әй вейвейни түрмигә қамиған иди.