Алмутида йүзлигән өктичи намайиш қилди
Мухбиримиз җүмә
2012.04.28
2012.04.28
Өткән йили қазақистанниң жанавзән нефит районида йүзлигән кишиләр намайиш қилип хизмәт вақти вә мааш пәрқидики наһәқчиликләргә даириләрдин җаваб издигән.
Һалбуки һөкүмәт даирилири намайишчиларни “лүкчәкләр” дәп атап намайишни бастурған. Кейин намайиш қанлиқ тоқунуш вәқәсини кәлтүрүп чиқирип, аз дегәндә 15 адәм өлгән иди.
Шәнбә күни алмута мәркизий тиятирхана алдиға йиғилған 800 әтрапида намайишчи өткән йилдики намайишта тутулғанларни қоюп беришни тәләп қилди. Улар “нефит ишчилириға әркинлик”, “сиясий җинайәтчиләргә әркинлик” дегәндәк шоарларни товлашти.
Қазақистандики өктичиләр бу йил киргәндин буян бу хилдики намайишларни бир нәччә қетим өткүзгән иди.