Мулаһизиләрдә америка- хитай арисидики муһим мәсилиләрниң һәл қилинмиғанлиқи илгири сүрүлмәктә
Ройтерста бу һәқтә берилгән бир парчә анализда шималий корийә мәсилисини сөһбәт үстилигә елип чиқиш бу нөвәтлик сөһбәттики әң чоң нәтиҗә һесаблинидикән.
.Һалбуки, сөһбәттә содидики тәңпуңсизлиқ, хитайниң пул сиясити вә кишилик һоқуқ қатарлиқлардики ихтилаплар асасән һәл болмиған.
.Бу нөвәтлик диалогда асаслиқи һәмкарлиқ, узун муддәтлик мәнпәәтләрдин ортақ бәһримән болуш қатарлиқлар муһим тема сүпитидә музакирә қилинған.
.Обама һөкүмити кишилик һоқуқ мәсилисидә хитайға бесим ишләтмәслик билән әйиблинишкә учрап кәлмәктә иди.
.