Америка ақсарайниң шитаб башлиқлиқиға асия қан типидики бир хадим тәйинләнгән
Франсийә агентлиқида көрситишичә, петир роусе җүмә күни ақ сарайниң штаб башлиқи болуп тәйинләнгән. Петир роусениң аниси японийилик болуп, у, америкида чоң болған.
Ақ сарайниң штаб башлиқи адәттә америка президентиниң оң қол ярдәмчиси болуп, америка һөкүмитидики президенттин қалса әң һоқуқдар киши һесаблиниду.
Штаб башлиқи адәттә ақсарайда ишләйдиған барлиқ хадимларни таллаш, уларни башқуруш, президентниң мәнпәәтини қоғдаш, мәслиһәт бериш, учур башқуруш вә америка дөләт мәҗлиси қатарлиқ һөкүмәт аппаратлири билән алақә қилиш қатарлиқ вәзипиләрни өтәйду.
Хәвәрдә нәқил қилинишичә, дөләт мәҗлиси әзаси майк һонда әпәнди петир роусениң ақ сарайға тәйинлиниши "тарихтин буян пүтүнләй ақ тәнликләр ишләп кәлгән ақсарайға техиму мол түс қошиду," дегән.
Петир роусениң аниси мари миками америкида туғулған болуп, униң ата - аниси японийидин кәлгән көчмәнләр икән.
Мәлум болушичә, петир роусе илгири америка палата әзаси болған вә вашингтонда 30 йилдәк хизмәт қилған икән.