Алий дәриҗилик америка - һиндистан сөһбити башланди
Виллиям бурнс қилған сөзидә, һиндистанниң һазир афғанситан урушида вә хитай, пакистанлар билән болған мунасивәтләрдә тутқан орни хәлқаралиқ қудрәтлик дөләт дәриҗисигә көтүрүлүватқанлиқини көрсәтти вә бүгүн вашингтонда башланған алий дәриҗилик америка - һиндиистан сөһбитини 'америка - һиндистан мунасивити һечқачан бунчилик муһим орунға өтүп бақмиған бир вақитта башланған сөһбәт' дәп тәсвирлигән.
Хәвәрдә ейтилишичә, президент обама әтә өткүзүлидиған алий дәриҗилик америка - һиндистан сөһбити зияпитигә қатнишип, һиндистан рәһбәрлири билән көришиду вә мурасимда нутуқ сөзләйду.