Америка тоқунуштики һәр қайси тәрәпләрдин бир - бирини әйибләшни тохтитишни тәләп қилди
Мухбиримиз әркин
2009.07.09
2009.07.09
Иян кәллей мундақ дәйду": мениңчә, һазирқи әң муһим мәсилә пүтүн тәрәпләр өзини тутувелип, бир - бирини әйибләштин сақлиниш, отни улғайтишниң алдини елиштур."
Иян кәллей бу сөзләрни хитай дөләт рәиси ху җинтав чаршәнбә күни сиясий бюрониң йиғинида үрүмчидики вәқәни "үч хил күчләр" пәйда қилған дәп әйибләп, вәқәгә қатнашқанларни шиддәтлик җазалайдиғанлиқини елан қилған, хәлқара тәшкилатлар хитай мәтбуатлирини бир тәрәплимилик хәвәр тарқитип, от үстигә яғ чечиш билән әйибләватқан әһвалда тәкитлиди.
Буниңдин бир күн бурун, америка ташқи ишлар министири һеллари клинтон үрүмчидики вәзийәттин " чоңқур әндишә" қиливатқанлиқини билдүргән шундақла тәрәпләрни өзини тутувелишқа чақирған иди. Иян кәллейниң әскәртишичә, америка вәқәниң дәсләпки күни йүз бәргән қирғинчилиқлар үстидә мәлумат елишқа тиришиватқанлиқини билдүрди.