Америка - пакистан истратегийә сөһбити вашингтонда башланди

Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, пакистан билән афғанистан чегрисида йүз бәргән қозғилаңлар түпәйлидин дөләт мунасивити қетип қалған америка билән пакистан оттурисида, бүгүн вашингтонда алий дәриҗилик истратегийә диалоги башланди.
Мухбиримиз вәли
2010.03.24

Он йиллардин буян җиддийлишип туруватқан мунасивәтни яхшилаш мәқситидә бүгүн башланған бу икки күнлүк диалогта, пакистанниң ядро дөлити дәп етирап қилиниш вә атом ениргийиси келишимигә кериш тәлипигә, буниңдин бурун авазини баян қилмай келиватқан обама һөкүмити, әмди қандақ инкас қайтуридиғанлиқи техи мәлум әмәс.

Бу диалогта пакистанниң ташқи ишлар миниситири шаһ маһмуд қурәши билән сөзлишидиған америка ташқи ишлар министири һелларий килинтонму вә яки америкиниң афғанистан - пакистан ишлири вәкили ричард холбрукму, буниңдин бурун пакистанни атом техникисини ливийә, шималий корийиләргә өтүнүп бәрди дәп әйибләп келиватқан кишиләр иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.