Америка дөләт мәҗлисиниң вәкилләр өмики тибәтни зиярәт қилмақчи

Америка дөләт мәҗлисиниң 10 кишилик вәкилләр өмики тибәтни зиярәт қилиш рухситигә еришти. Мәлум болушичә, мәзкур өмәк бу һәптә тибәткә қарап йолға чиқидикән.
Мухбиримиз җүмә
2009.08.17

Бу америка дөләт мәҗлисиниң 2008 - йили тибәттә йүз бәргән "14 - март лхаса вәқәси" дин кейин , тунҗи қетим тибәтни зиярәт қилиш рухситигә еришиши.

Хәлқара тибәт һәрикити тәшкилати тарқатқан хәвәргә қариғанда, " 14 - март лхаса вәқәси" дин кейин, хитай даирилири америка дөләт мәҗлисиниң тибәтни зиярәт қилиш тәлипини ичил рәт қилип кәлгән.

Хәвәрдә көрситилишичә, мәзкур өмәкниң саяһәт тәртипи интайин зич орунлаштурулған. Шуңлашқа уларниң тибәттә мустәқил тәкшүрүш елип бериш пурсити йоқ дейәрлик икән.

Тибәт һәрикити һөкүмәт мунасивәтлири бөлүминиң директори тод стәйнниң билдүрүшичә, хитайниң бу пурсәттин пайдилинип тибәт һәққидә тәшвиқат паалийити елип баридиғанлиқини көрүвалғили болидикән.

2008 - Йили 14 - март тибәт пайтәхти лхасада хитайға қариши намайиш партлиған. Хитай һөкүмити шундин кейин, чәтәл мухбирлири вә мустәқил тәкшүрүш өмәклириниң тибәттә паалийәт елип беришини чәклигән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.