Америка кеңәш палатаси уйғурлар тоғрисида йиғин чақирип, уйғур рәһбәрлириниң пикирини алди
Мухбиримиз әркин
2009.06.12
2009.06.12
Йиғинни кеңәш палатасиниң қанун комитети уюштурған болуп, йиғинға кеңәш палатасиниң 60 - 70 нәпәр идарә хадими қатнашқан.
Йиғинда уйғур һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, дуня уйғур қурултийиниң қанун мәслиһәтчиси, америка кришттайин & яң қанун мулазимәт ширкитиниң адвокати нури түркәл, америка уйғур җәмийитиниң муавин рәиси алим сейитоф қатнашқан.
Йиғинда шәрқий түркистан һәрикитиниң радикализим билән болған мунасивити, гүәнтанамодики уйғурлар, шәрқий түркистанниң нөвәттики вәзийити вә хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситигә даир мәсилиләр нигизлик музакирә қилинған.
Йиғинда рабийә қадир ханим хитай һөкүмити ш. Түркистанни игилигән 1949 - йилдин бери йолға қойған бастуруш сияситиниң уйғурларда яратқан тәсири, уйғурларниң нөвәттики вәзийити, хитайниң террорчилиқни баһанә қилип, уйғурларға мәдәнийәт, диний, кишилик һоқуқ, иҗтимаий, маарип, уйғур тили, турмуш усули қатарлиқ барлиқ саһәләрдә бастуруш сиясити йүргүзүватқанлиқини вә уйғурлар һазир дуч келиватқан мәсилиләрни чүшәндүргән.
Нури түркәл, шәрқий түркистан һәрикитиниң радикализим билән болған мунасивити һәққидә доклат берип, уйғур һәрикитиниң радикализим билән алақиси йоқлуқини, гүәнтанамодики уйғурларниң афғанистанға берип қелишидики мәҗбурий сәвәби, уларниң гүәнтанамода йетип кетишиниң сәвәби, дөләтләр немә үчүн уларни елишқа тәмшиләлмиди дегән мәсилиләрни чүшәндүргән.
Америка уйғур җәмийитиниң муавин рәиси алим сейитоф, мәзкур йиғин тоғрисида тохтилип,"бу америка авам палатасиниңла әмәс, кеңәш палатасиниңму уйғур мәсилисигә көңүл бөлүватқанлиқиниң бишарити, дәп қараймиз" дәп көрсәтти.