Хитай америка рәһбәрлиридин далай лама билән көрүшмәсликни тәләп қилди

Хитай ташқи ишлар министирлиқи бүгүн баянат берип, америка рәһбәрлирини тибәт роһаний даһийси далай лама билән көрүшмәсликкә чақирди.
Мухбиримиз ирадә
2011.07.07

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси хуң лей пәйшәнбә күни елан қилған баянатида, бейҗиңниң бу һәқтики мәйданиниң очуқ вә кәскинликини ипадиләп: биз далай ламаниң дөлитимизни парчилашни мәқсәт қилған бу хил зиярәтлиригә қәтий қарши, шуниң билән биргә һәрқандақ бир һөкүмәт вә сиясәтчиниң далай ламаниң паалийәтлирини қоллишиға қарши туримиз, деди.

Тибәт роһаний даһийси далай лама диний паалийәтләрдә болуш үчүн сәйшәнбә күни вашингтонға йетип кәлгән иди. У бу җәрянда диний тәблиғ сөзләш вә америка дөләт мәҗлисидики бир қисим әзалар билән учришишқа охшаш паалийәтләрдә болидикән.

Хитай һөкүмитиниң наразилиқини қозғаватқан мәзкур зиярәт җәрянида, америка президенти барак оманиң далай лама билән учришидиған яки учрашмайдиғанлиқи һәққидә техи ениқ бир мәлумат берилмиди. Әмма сәйшәнбә күни америка дөләт ишлири министирлиқиниң юқири дәриҗилик әмәлдари мерая оттеро далай ламани күтүвелип, америкиниң тибәтни қоллайдиғанлиқини ипадилиди.

Америка дөләт ишлири министирлиқидин берилгән баянатта, икки тәрәпниң учришишта, тибәтниң өзгичә динини, мәдәнийитини вә тилини сақлап қелиш һәмдә хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси қатарлиқ темиларда сөһбәт елип барғанлиқи билдүрүлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.