Ақчидики йәр тәврәштә 15 миңдин артуқ адәм апәткә учриди
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.04.21
2009.04.21
Гәрчә, апәттә өлүм - йетим әһвали көрүлмигән болсиму, деһқан - чарвичиларниң өйлири еғир бузғунчилиққа учриған болғачқа чедирларға көчүрүлгән.
Бу йәр тәврәш апитидә 3200 дин артуқ аилиниң өйлири бузулған болуп, арисида 39 аилиниң 78 еғиз өйи пүтүнләй өрүлгән, 330 аилиликниң 700 еғиздин артуқ өйлири еғир дәриҗидә вәйран болған, қалғанлиридиму охшимиған дәриҗидә бузулуш, өрүлүш вә дәз кетиш әһваллири көрүлүп хәтәрлик өйләргә айланған.
Хитай даирилири гәрчә 2004 - йилидин 2008 - йилниң ахирғичә пүтүн уйғур елидики йәр тәврәш районлирида олтурушлуқ деһқан чарвичиларни йәр тәврәшкә чидамлиқ бихәтәр өйләргә көчүрүп болидиғанлиқини вәдә қилған болсиму, йеқинқи бир икки йил мабәйнидә уйғур елиниң һәр қайси җайлирида йүз бәргән йәр тәврәшләрдә йәнила өйләрниң өрүлүш әһваллири омүмйүзлүк көрүлмәктә, шундақла деһқан чарвичиларниң апәттә учриған зиянлири еғир болуп кәлмәктә.