Ақсу шәһиридики партлаштин кейин бир қанчә ярдәмчи сақчи хизмитидин ваз кәчкән
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.08.24
2010.08.24
Мухбир, ақсу шәһириниң қизил көврүк мәһәллә комитетидики сақчиханиға телефон қилип, партлаштин кейин хизмитидин ваз кәчкәнләрниң бар - йоқлуқини сориғанда, сақчиханидики хадим, партлаштин кейин, бир кишиниң башқа орунға йөткилип кәткәнликини, йәнә бир ярдәмчи сақчиниң болса, хизмитини ташлиғанлиқини билдүргән.
Мухбир йәнә, шәһәрдики нәнчең мәһәллә комитетиниң сақчиханисидин бу һәқтә мәлумат сориғанда, сақчи хадим, хизмәт ташлиған ярдмчи сақчиларниң хитайдинму һәм уйғурдин барлиқини билдүргән, әмма санини вә сәвәбини билмәйдиғанлиқини билдүргән.
19 - Авғусттики партлашта өлгән йәттә кишиниң бирси ярдәмчи сақчи, 3 нәпири болса чарлаш хадими иди. Бу қетим игәрчидә йүз бәргән партлаш вә униң алдида көкярда йүз бәргән тоқунушниң ақсуда җиддий бир вәһимә пәйда қилғанлиқи мәлум болмақта.