Ақтуда қош тиллиқ маарипниң зиянлири көрүлмәктә

Тәңритағ ториниң 4 ‏ - январ хәвиридә баян қилинишичә, ақту наһийиси йеқинда 80 нәпәр алий мәктәп мәлуматидики иш күтүп турған яшни ишқа орунлаштуруп, қош тиллиқ маарипниң оқутқучилар қошунини толуқлиған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2009.01.08

Хәвәрдә баян қилинған қошумчә мәлуматлар, ақту наһийисидә қош тиллиқ синиплирида оқуғучиларниң дәрс өзләштүрүшиниң төвән болуватқанлиқи, оқутқучилар сепидә ишсизларниң көпәйгәнлики, қош тиллиқ маарипниң пәқәт сават чиқириш маарипи болуп қеливатқанлиқи қатарлиқ сәлбий аламәтләр көрүлмәктә.

Хәвәрдә билдүрүлишичә, һазирға қәдәр, ақту наһийисидә қош тил балилар бағчиси 35 кә, буниңда тәрбийилиниватқан балилар сани 1210 ға; йеза - кәнт мәктәплиридики қош тил маарип синиплири 138 гә, булардики оқуғучилар сани 4204 кә йәткән; әмма бу санниң омуми маарип статистикисида қанчилик нисбәт тәшкил қилидиғанлиқи билдүрүлмигән.

Хитай мәркизи һөкүмити вә уйғур районлуқ һөкүмитиниң алақидар һөҗҗәтлири хитайниң уйғурлар арисида қош тиллиқ маарипни омумлаштурушта тәхирсизлик билән қәдәм бесиватқанлиқини көрсәтмәктә.

Хитайдики қош тиллиқ маарипни қоллиғучи хитай мутәхәссисләрму, қош тиллиқ маарипни омумлаштурушниң һазирчә вақит җәһәттин балдур икәнликини, буниң уйғур җәмийитиниң тәрәққиятиға һәм муқимлиқиға иҗабий тәсир көрситәлмәйдиғанлиқини билдүрмәктә. Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчиләр болса, уйғурларға теңилған ғәйрий миллий маарипни уйғурларға қилинған сүйиқәст дәп қарап кәлмәктә.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.