Уйғур елидә ашлиқ баһаси 10 йил ичидә үч һәссидин артуқ өсүп кәтти
2012.09.21
Уйғурларниң билдүрүшичә, үрүмчидә 25 килограм халтилиқ унниң баһаси 2002-йилдики 25 сомдин өрләп, һазирқи 88 сомға өскән. Бир килограм қой гөшниң баһаси 50 сомға өскән. Башқа йемәк-ичмәк, көктат қатарлиқларниң баһасиму бу 10 йил ичидә шиддәт билән өрлигән.
Хитайниң яшин ториниң хәвиридин мәлум болушичә, 8-9- ай ичидә уйғур елидики үрүмчи қатарлиқ шәһәрләрдә ашлиқ баһаси йәнә 5٪ өсүп, 25 кило унниң баһаси 88 сомдин 91 сом арилиқида болған.
Уйғур елидә шиддәт билән өрләватқан мал баһаси аһалиләрни әндишигә салған. Радиомиз зияритини қобул қилған уйғурлар бу хил әһвалға болған наразилиқини билдүрүп, шинҗаңға ярдәм бериш намида, районда көплигән хитай ширкәтлириниң йәрлишип, түркүм-түркүмләп хитай көчмәнлириниң йөткилиши, бу земинниң әсли игилири болған уйғур қатарлиқ йәрлик хәлқләрниң ишсизлиқ нисбитини ашурувәткәнликини, уйғурларға қаритилған диний етиқад, өрп-адәт, тил-маарип җәһәттики бесимлардин башқа, уйғурларниң әң төвән еһтияҗи болған тирикчилик муһитиниңму тарийип кәткәнликини билдүрди.