Җасус гумандари бабур мәхсут келәр йили шветсийидә йәнә сотлиниду
Томас линдстарандниң ейтишичә, шветсийидә сиясий паналиқ теләп туруп қалғандин кейин, 1997 - йилидин буян шветсийә, нурвегийә, германийә вә америкида туруватқан уйғурлар тоғрисида хитайға җасуслуқ қилиш билән шуғуллунуп келиватқан 61 яшлиқ уйғур бабур мәхсут түнүгүн сотта, хитайниң оттура асиядики шинҗаң уйғур аптоном районида хитайниң сиясий вә дини зиянкәшликигә учрап, юртлиридин қечип чиққан уйғурларниң сиясий паналиқ теләш әһвали, саламәтлик әһвали, қайси дөләттә туруватқанлиқи, телефон номури, қайси дөләтләргә саяһәт қилиғанлиқи қатарлиқ риал әһвали тоғрисида хитайға җасуслуқ қилип келиватқанлиқини рәт қилған.
Бабур мәхсутниң җасуслуқ қилиши түпәлидин буниңдин кейин техиму көп уйғурниң зиянкәшкиккә учруши мумкин иди.
Шветсийә сотида җасус гумандари бабур мәхсутни әйиблигүчи томас линдстарандниң баян қилишичә, җинайәт гумандари бабур мәхсут сот иқрарида өзини, "һазир америкида туруватқан уйғур рәһбири рабийә қадир ханимниң рухсити билән хитай вәкиллири билән учрашқан вә сөзләшкән," дәп көрсәткән.
Җасус гумандари бабур мәхсутни әйиблигүчи томас линдстарандниң ейтишичә, әмди гувачиларниң бири болған уйғур рәһбири рабийә қадир ханим келәр йили 1 - яки 2 - айда шветсийә сотида гуваһлиқ бериши керәк, икән.