Америка кеңәш палатаси гәри локни хитайда турушлуқ баш әлчиликкә тәстиқлиди

Америка авазиниң баян қилишичә, америкиниң хитайда турушлуқ баш әлчиликигә көрситилгән гәри лок (хитайчә исми ло җахуй)ниң баш әлчилик салаһийити, бүгүн америка кеңәш палатасида пүтүн әзалар аваз қоюш арқилиқ рәсмий тәстиқланди.
Мухбиримиз вәли
2011.07.27

Президент обама бу йил 5‏-айда америкиниң хитайда турушлуқ баш әлчиликигә көрсәткән гәри локниң салаһийити, дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән гуваһлиқ бериш йиғинидиму мақуллуқтин өткән иди.

Хәвәрдә ейтилишичә, гәри лок бүгүн америка кеңәш палатасида, хитай чоқум шималий корийигә бесим ишлитидиған һәрикәт қоллиниши, иранни ядро қораллири ясаш пиланидин ваз кәчтүрүши лазм дәп җакарлиди вә хитайдики кишилик һоқуқ мәсилилиригә әһмийәт беришкә вәдә бәрди. Адәттиму, кишилик һоқуқ мәсилисидә, униң билән хитай оттурисида еғир пикир ихтилапи бар.

Шинхуа агентлиқиму бүгүн дәрһал бу һәқтә хәвәр елан қилип, америка тунҗи қетим җуңхуа хәлқ җумһурийитигә хитайдин баш әлчи бәлгилиди, дәп баян қилди.
Шундақла бу хәвәрдә йәнә, гәри лок аилисиниң америкиға көчмән болуш вә униң йетилиш тарихиға аит учурларни тәтқиқ қилишни гәвдиләндүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.