Бейҗиңдики атақлиқ адвокат қоюп берилди
Мухбиримиз үмидвар
2009.08.24
2009.08.24
Америка авази радиосиниң тарқатқан хәвиридин мәлум болушичә, шү җийоң бейҗиң почта - телеграф университетиниң оқутқучиси болуп, у йәнә мәхсус һөкүмәткә тәвә болмиған пуқралар һоқуқини қоғдаш оргини тәсис қилип, паалийәт елип барған шәхс иди.
Бейҗиң сақчи даирилири уни баҗ оғрилаш җинайити билән қолға алғандин кейин, үч һәптидин буян қануншунаслар, адвокатлар һәм әрздарлар арисида күчлүк инкас қозғалған.
Чәтәлләрдә хитай тилида тарқитилидиған "бошүн" тори шү җийоң қатарлиқлар билән биргә йәнә мәркизий милләт университетиниң профессори илһам тохтиниңму қоюп берилгәнликини хәвәр қилған. Бирақ, һазирчә бу хәвәрниң растлиқини ениқлаш мумкинчилики болмиди.
Бейҗиңға әризгә кәлгән әрздарларни өз ичигә алған пуқралар һоқуқини қоғдаш ишлири билән шуғуллинидиған адвокатларниң өзлириниң көп җәһәтләрдин бесимға учраватқанлиқлирини шикайәт қиливатқанлиқи мәлум.