Бейҗиңдики чәтәллик мухбирлар җәмийити хитайдин мухбирларниң һоқуқини қоғдашни тәләп қилди
Мәлум болушичә, йеқинқи бир айдин буян, японийиниң шаңхәйдә турушлуқ мухбири, хоңкоң телевизийә истансисиниң мухбири, германийә а р д телевизийисиниң мухбири, полша мухбири һәм бир нәпәр америка мухбири хитайда зиярәт қиливатқанда, хитай сақчилириниң тәһдитигә учриған. Ундин башқа нәқ мәйданда зиярәт қиливатқан мухбирлар йәнә хитай сақчилири һәм дөләт бихәтәрлик хадимлири тәрипидин тутуп кетилип, таяқ йегән.
Хитай һөкүмити чәтәл мухбирлириниң хитайда әркин зиярәт қилалайдиғанлиқини уқтурған болсиму, әмма йеқиндин буян чәтәллик мухбирларниң хитайда һәр хил тосалғуларға учриши барғанчә көпийиватқан болуп, хитайдики ахбарат әркинликигә қоюлған түрлүк чәклимиләр һәм мухбирларниң тәһдиткә учраш мәсилилири хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири һәм ғәрб демократик дөләтлири тәрипидин әйиблинип кәлмәктә.