Далай лама японийә уйғур җәмийити рәисни қобул қилди
Мухбиримиз үмидвар
2008.11.02
2008.11.02
Далай лама сөзидә өзиниң тибәтниң алий аптономийиси үчүн тинчлиқ билән күрәш қилған болсиму, лекин хитай һөкүмитиниң позитсийисидин үмидсизләнгәнликини изһар қилған. Илһам мәһмутниң мухбиримизға ашкарилишичә, далай лама буниңдин кейин уйғурлар билән тибәтләр арисидики һәмкарлиқни күчәйтиш лазимлиқини тәкитлигән.
Далай лама илгири уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир биләнму бир қанчә қетим учрашқан болуп, тибәт - уйғур һәмкарлиқи далай ламаниң сөзлиридин давамлиқ орун елип кәлмәктә.
Японийә уйғур җәмийити қурулғиниға бир йил болған тәшкилат болуп, дуня уйғур қурултийиниң бир туташ рәһбәрликидә иш елип баридикән.