Далай лама германийә вә шивитсарийигә қилмақчи болған зияритини бикар қилди

Тибәтләрниң диний вә сиясий даһиси далай лама келәр ай германийә вә шивитсарийигә қилмақчи болған зияритини бикар қилған. Шәнбә күни һиндистанниң дарамсала шәһиридики далай ламаниң ишханиси тәрипидин елан қилинған бир баянатта билдүрүлишичә, далай лама германийигә вә шивитсарийигә қилмақчи болған зиярәтлирини тән - саламәтлик мәсилиси түпәйлидин бикар қилған.
Мухбиримиз өмәр қанат хәвири
2008.09.13

 Баянатта ейтилишичә, гәрчә далай лама ниң тән саламәтлики асасән яхши болсиму, лекин дохтурлар униң бир қанчә вақит дәм елишини тәвсийә қилған. Көпчиликкә мәлум болғандәк, далай лама йеқинда ашқазан ағриқи сәвәбидин дохтурханида йетип чиққан иди.

Далай лама җүмә күни, сүргүндики тибәт тәшкилатлирини 11‏ - яки 12‏ - айда һиндистанниң дарамсала шәһиригә йиғилип, тибәтниң келәчики тоғрисида музакирә елип беришқа чақирған. Йиғинға сүргүндики тибәт рәһбәрлири, зиялилири вә тибәт аммивий тәшкилатлири қатнишидиған болуп, йиғинда тибәт миллий һәрикитиниң бундин кейинки йөнилиши һәққидә музакирә елип берилидикән.

Хитай һөкүмити, бу йил март ейида тибәттә хитай һакимийитигә қарши қозғалған исяндин кейин, хәлқара җамаәт болупму ғәрб дөләтлириниң бесими нәтиҗисидә, далай лама ниң вәкиллири билән қайтидин сөһбәт башлиған иди. Гәрчә нурғун мулаһизичиләр хитай һөкүмитиниң бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини һарписида хәлқара ниң бесимини пәсәйтиш үчүнла далай лама вәкиллири билән сөһбәт башлиғанлиқини баян қилған болсиму, далай лама вәкиллири хитай билән сөһбәтниң қайтидин башлиғанлиқини бир ғәлибә дәп көрсәткән лекин икки тәрәп оттурисида өткүзүлгән ахирқи сөһбәттин кейин, далай лама ниң вәкиллири бу сөһбәтләрниң үнүмлүк бир нәтиҗә беридиғанлиқиға гуман билән қарайдиғанлиқини ипадилигән. Йеқинда һәтта далай лама өзиму хитай билән елип берилған сөһбәтләрдин өмидсизлинишкә башлиғанлиқини әскәрткән иди.

Нурғунлиған тибәт паалийәтчилири болупму тибәт яшлар тәшкилати далай лама ниң тибәтниң мустәқиллиқи тоғрисидики қарашлириға вә хитайға қаратқан юмшақ позитсийисигә қарши чиқмақта.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.