Далай ламаниң вәкили хитайни ихтилапни һәл қилиш чарисини оттуриға қоюшқа үндиди

Далай ламаниң бир юқири дәриҗилик вәкили чаршәнбә күни, хитай даирилири тибәт сөһбитидики пикир ихтилапини һәл қилиш чарисини оттуриға қоймиса, бу далай лама даирилириниң нәзиридә бейҗиң тәрәп сөһбәткә қизиқмайдикән, дегән туйғу пәйда қилидиғанлиқини илгири сүргән.
Мухбиримиз җүмә
2009.04.09

Ройтерс агентлиқида көрситишичә, далай ламаниң явропада турушлуқ вәкили кәлсаң гялтсән алдинқи нөвәтлик учришишта тибәт сәргәрдан һөкүмитини өз тәләплирини бейҗиң даирилириниң алдиға қойған болсиму, рәт қилинғанлиқини билдүргән.

Бу һәқтә тохталған кәлсаң гялтсән, " қалди иш хитай тәрәпкә бағлиқ" дегән вә далай ламаниңму өткән ноябирдики хитай - тибәт сөһбитидин кейин техи бир қарарға кәлмигәнликиниму қошумчә қилған.

Гәрчә тибәт сәргәрдан һөкүмити мустәқиллиқтин ваз кечип " мөтидил йол" тутидиғанлиқини қайта - қайта тәкитләп келиватқан болсиму, әмма хитай баш министири вен җябав алдинқи айда йәнә, әгәр далай лама мустәқиллиқ идийисидин ваз кәчсила сөһбәтлишишкә йол барлиқини билдүргән иди.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.