Хитай далай ламани 'һиндистан тәвәликигә өтти' дәп иғва тарқатмақта
Кишилик һоқуқ учур мәркизиниң баян қилишичә, хитай һазир 'далай лама һиндистан тәвәликигә өтти' дейишкә башлиди вә бу арқилиқ далай ламани тибәт хәлқиғә вәкиллик қилип җоңго билән сөһбәт өткүзүш салаһити йоқ, дәп сөһбәтни бузмақчи боливатиду.
Муһаҗирәттики тибәтләрниң қаришичә, коммунист хитай армийиси буниңдин 50 йил бурун тибәткә таҗавуз қилип. Далай ламани тибәттин қоғлиди, 80 миң тибәт униңға әгишип тағу - дәрялардин өтүп һиндистандин панаһлиқ тилиди. Һиндистан уларни драмсала, каната қатарлиқ бир нәччә шәһәрчидә турушқа рухсәт қилди.
Далай лама һазирға қәдәр өзини җоңго пуқраси дәп қарайду вә тибәттә толуқ аптономийә қуруш үчүн тиришиватиду. Тибәтләрниң қаришичә, хитайниң һазир далай лама тоғрисида тарқитиватқан иғвалири, хитайниң нәқәдәр номуссиз икәнликини испатлайду, халас.