Әнгилийә гвәнтанамо мәһбуслирини қобул қилишни ойлишиватқанлиқини билдүрди
Мухбиримиз җүмә
2009.04.27
2009.04.27
Хәвәрдә нәқил қилинишичә, әнгилийә әдлийә министири җәк стварт, әнгилийиниң обама һөкүмитиниң гвәнтанамони тақаш пиланини қоллайдиғанлиқини һәм буниңға зор күч билән ярдәм қилидиғанлиқини билдүргән вә:" әгәр обама һөкүмити биздин тәләп қилсила, биз тутқунларни қобул қилишни ойлишимиз" дегән.
Мәлум болушичә, америка һөкүмити әнгилийә даирилиригә бу хилдики тәләпни қоюп бақмиған. Нөвәттә, гуәнтанамо һәрбий түрмисидә 240 нәпәр мәһбус қамалған.
Буларниң ичидә қоюп берилишкә тәйярланған, әмма баридиған йери йоқ уйғур қатарлиқ 60 нәпәр мәһбус бар болуп, өткән һәптидин башлап америка һөкүмитиниң мәзкур уйғурларниң бир қисмини америкиға йәрләштүридиғанлиқиға аит хәвәрләр мәйданға кәлгән иди.