Әнгилийилик хитай физика алими буйил нобил мукапатиға иришти
Бу йил нобил физика мукапатиға иришкән алимларниң ичидә хоңкоңда туғулған әнгилийилик бир алим бар, униң исми чарлис ко (хитайчә исми гав кун), 75 яш. У нурниң өсүмлик талалирида тарқилишни тәтқиқ қилип, нур кабилини тәрәққи қилдурушта йеңилиқ яратқан.
Бу йил нобил физика мукапатиға еришкән чарлис ко, хоңкоң универиситетиниң башлиқи болуп ишлигәндә, коммунист хитай һөкүмити билән охшаш пикирдә болмиғанлиқи үчүн чәткә қеқилған әрбаб болғанлиқи вә немә үчүн хитай зиялийлири коммунист түзүмидин өзини азад қилсила, кәшпият - иҗадийәт игилири болуп чиқалайдиғанлиқидин ибарәт бу пакит дуняда көп ғулғула қозғиди.
Униң үстигә бу алимниң нобил мукапатиға иришкән вақти, дәл коммунист хитай һакимийәт қурғанлиқиниң 60 йиллиқини тәбрикләватқан вақитқа тоғра келип қалған иди.