Әй җишиң тәтқиқат орни “уйғурларниң қанун вә кишилик һоқуқ қолланмиси” ни елан қилди

Йеқинда бейҗиңдики әйҗишиң тәтқиқат орни “уйғурларниң қанун вә кишилик һоқуқ қолланмиси” намлиқ китабчә елан қилди.
Мухбиримиз ирадә
2012.09.06

Мәзкур қолланма 45 бәттин тәркиб тапқан болуп, униңда уйғурларниң қанунға асасән өз һоқуқлирини қоғдиши вә тәләп қилишиға пайдилиқ болған һоқуқлири, шундақла әйдиз бимарлириниң мәнпәитигә алақидар болған қанун-маддилар һәм хәлқара кишилик һоқуқ баяннамисидики алақидар маддилар берилгән.

Бейҗиң әйҗишиң тәтқиқат орни 2006-йилидин бери уйғур әйдиз бимарлириға қилған ярдәмлири вә қануний һәқ-һоқуқ давалири билән уйғурлар арисида тонулған бир җәмийәттур. Бу җәмийәт 2010-йили ичкири хитайдики көчмә нопус уйғурларниң саламәтлик, олтурақлишиш вә башқа кишилик һоқуқ мәсилилири һәққидә доклат елан қилған иди.

Әйҗишиң тәтқиқат орни мәзкур қолланминиң кириш сөзидә ичкири өлкиләрдә уйғурларни чәткә қақидиған әһвалларниң давамлиқ көрүлүватқанлиқини әскәртип, бу әһвалларниң уйғурларниң өз һәқ-һоқуқлири вә иззәт-һөрмитини алди билән мәвҗут қанунлар арқилиқ қоғдашни өгинишиниң муһимлиқини тонуп йетишигә сәвәб болғанлиқи, шу вәҗидин мәзкур қанун қолланмисини елан қилғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.