Хитай, филимлирини токйо хәлқара филим фестивалидин чекиндүрүп чиққан
2012.10.19
Бу қетимқи хәлқара филим фестивалида хитай режиссор ваңҗиңниң “феңшүй” намлиқ филими мукапатқа намзатлиққа көрситилгән иди. Лекин токйо хәлқара филим фестивали тәшкили оргининиң билдүрүшичә, улар хитай тәрәптин мәзкур филимниң фестивалдин чекинип чиққанлиқи һәққидә рәсмий уқтуруш тапшурувалмиған. Шуңа мәзкур филимни фестивалда қоюшни қарар қилған.
Лекин филим ишлигүчиләр пәйшәнбә шинхуа ахбарат агентлиқи арқилиқ баянат елан қилип, филимни японийигә наразилиқ билдүрүш йүзисидин чекиндүрүп чиққанлиқини билдүргән. Уларниң билдүрүшичә, “японийә һөкүмити вә оңчилар араллар мәсилисидә дурус болмай, җуңго хәлқиниң көңлигә азар бәргән” икән.
Хитай әдәбият-сәнәт саһәсидикиләрниң һөкүмәтни яқлап, хәлқара сәнәт, кино фестиваллирини байқут қилиш вәқәлири даим йүз берип туридиған һадисә. 2009-Йили хитай филим саһәсидикиләр мелбурн хәлқара филим фестивалини байқут қилған.
Чүнки мелбурн филим фестивали хитайниң тәлипини рәт қилип, д у қ рәиси рабийә қадир ханим тема қилинған “муһәббәтниң 10 шәрти” намлиқ һөҗҗәтлик филимни фестивалда қоюшни қарар қилған иди.
Токйо хәлқара филим фестивали 28-өктәбир өткүзүлиду. Мәзкур фестивалда 15 хәлқара филим мукапат намзатлиқиға көрситилгән. Бу мәзкур филим фестивалиниң 25-қетим өткүзүлүшидур.