Америка иранни формуз боғузи қатнишиға тосалғулуқ қилмаслиққа агаһландурди

Америка деңиз армийиси чаршәнбә күни иранни агаһландуруп, формуз боғузи қатнишиға тосалғулуқ қилидиған һәрқандақ һәрикәткә сүкүт қилип турмайдиғанлиқини билдүрди.
Мухбиримиз әркин
2011.12.28

Америкиниң бәһрәйиндә турушлуқ 5‏-плотиниң баянатчиси райондики америка қисимлириниң “һәр вақит яман ғәрәзлик һәрикәтләргә” қарши тәйяр турғанлиқини тәкитлигән. Иран муавин президенти муһәммәт риза рәхими алдинқи күни агаһландуруп, әгәр ғәрб иранға илгириләп ембарго йүргүзсә, иранниң формуз боғузи қатнишини үзүп ташлайдиғанлиқини билдүргән иди.

Америка 5‏-деңиз плотиниң бүгүн елан қилған баянати рәхиминиң сөзигә қайтурған инкасидур. 5‏-Плотниң баянатчиси ребика ребарик ханим йәнә әскәртип, “тавар вә мулазимәт хизмитиниң формуз боғузи арқилиқ әркин өтүшүп туруши районниң вә дуняниң тәрәққиятида интайин муһим әһмийәткә игә” дегән.

Формуз боғузи сәуди әрәбистан, қатар, кувәйт, бәһрәйин, әрәб бирләшмә әмирлики қатарлиқ парс қолтуқидики әлләр нефит експорт вә тавар импорт қилидиған әң муһим қатнаш түгүни. Дуняда парахот арқилиқ експорт қилинидиған нефитниң 40% и мәзкур боғаздин өтиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.