Дуня уйғур қурултийи ғайип болған уйғурлар һәққидә ингилизчә доклат һазирлиди

Дуня уйғур қурултйи“5 - июл” кейин ғайип уйғурлар һәққидә ингилизчә доклат һазирлиди. Доклат җәмий 47 бәттин тәшкил тапқан болуп, доклатниң баш қисмида хитайниң 5 - июл вәқәсидин кейин уйғурларға қаратқан бастуруш вә тутқун қилиш һәрикәтлири һәққидә қисқичә мәлумат берилгән; андин ғайип болған 22 киши һәққидә айрим - айрим тохтилип һәр кишиниң кимлики мәлумати, қолға елинған вақти һәққидики ахириқи учур вә уларниң тутқун қилиниш җәряни қисқичә баян қилип өтулгән.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.06.25


Доклатта йәнә ғайип болған һәр бир кишиниң вә аилә - тавабатиниң рәсимлириму киргүзүлгән. Йәнә бәзилириниң салаһийәт кенишкиси, нопус дәптириниң рәсимлириму қистурулған. Доклатниң ахирида дөләтләр вә хәлқара тәшкилатларға тәләп вә тәклипләр сунулған. Сунулған тәклипләрдә, уларниң хитай һөкүмитигә бесим ишлитип, хитайни ғайип болған уйғурлар һәққидә уйғур хәлқи вә дуня җамаитигә җаваб беришкә қисташқа дәвәт қилинған.

Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси долқун әйса бүгүн бу һәқта радиомизда пикир баян қилип, мәзкур доклатта оттуриға қойған мәсилисиниң җиддийлики вә пакитлириниң толуқлиқи билән хәлқара җамаәтниң диққитини қозғаш күчигә игә икәнликини вә буниң дуня уйғур қурултийиниң нөвәттики паалийәтлиридә муһим пайдилиниш қиммитигә игә икәнликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.