Қазақистанда ғени батур туғулғанлиқиниң 110 йиллиқи хатирилиниду
2011.09.11
Хәвәрдин мәлум болушичә, ғени батурниң ахирқи өмрини өткүзгән қазақистанниң әмгәкчи қазақ наһийиси тәвәсидики алмата-ғулҗа йолиға орнитилған батурниң һәйкили вә ядикарлиқи қазақистан уйғур яшлири бирликиниң рәиси ришат азнибақийефниң күч чиқириши билән йеқинда қайтидин ясалған болуп, 13-сентәбир күни һәйкәлниң йопуқини ечиш мурасими шуниңдәк ғени батур туғулғанлиқиниң 110-йиллиқи хатирә паалийити өткүзүлидикән.
Мәлум болушичә, бу паалийәткә қазақистан уйғур яшлири бирлики асасий саһибхана болидикән.
Ғени батур 1944-йилидики нилқа қозғилиңиниң рәһбәрлиридин бири болуп, 1944-йили, 7-ноябир күнидики ғулҗа қозғилиңида нилқа партизанлири билән урушқа қатнишип, ғулҗа шәһирини азад қилишқа зор төһпә қошқан, арқидин у аришаң, бөритала вә башқа җайлардики урушларға қоманданлиқ қилған.
Шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити ғени батурниң көрсәткән хизмәтлирини юқири баһалап, униңға әң алий “хәлқ қәһримани” намини бәргән иди.
Ғени батур 1950-йиллирида совет иттипақиға көчүп кетип, илгири кейин өзбекистан вә қазақистанларда яшиған һәмдә әйни вақиттики өзбекистан компартийисиниң биринчи секретари шәрәп рәшидоф, қазақистан компартийисиниң биринчи секретари динмуһәммәд қунайеф қатарлиқлар билән учрашқан иди. У ахирқи өмрини г алмута –ғулҗа йолиға йеқин бир йезида өткүзүп, 1981-йили 79 йешида вапат болған иди.