Гуаңдуңлуқлар намайиш қилип, ана тил тәләппузини қоғдашни тәләп қилди

Хитайниң гуаңҗу шәһиридә йәрлик пуқралар дүшәнбә күни йәнә нәччә миң кишилик йиғилиш өткүзүп, даириләрдин гуаңдуң тилини қоғдашни тәләп қилди. Бу йәрлик гуаңдуңлуқларниң йеқинқи 2 һәптә ичидә 2 ‏ - қетим йиғилиш өткүзүп, һөкүмәттин гуаңдуң тилини қоғдашни тәләп қилишидур.
Мухбиримиз әркин
2010.08.09

Улар биринчи қетим 7‏ - айниң 25 ‏ - күни йиғилиш өткүзүп, йәрлик тилни қоғдашни тәләп қилған иди. Бу қетим намайишчилар гуаңҗуниң йөшю районидики бир бағчида йиғилиш өткүзгән.

Улар "гуаңҗу хәлқи гуаңдуң тилини сөзләйду" дәп шуар товлиған болуп, даириләр нурғун сақчи йөткәп келип бағчини қоршиған һәм намайишчиларни тарқақлаштурған. Йәрлик амминиң радиомизға билдүрүшичә, бу җәрянда сақчилар билән намайишчилар арисида сүркилиш йүз берип, вәқәдә актип рол ойниған бәзи яшлар тутқун қилинған.

Шу күни хоңкоңда бир түркүм кишиләр намайиш қилип, гуаңҗу хәлқиниң йәрлик гуаңдуң тилини қоғдашни тәләп қилип елип барған һәрикитини қоллайдиғанлиқини ипадилигән. Бу вәқә хитай һөкүмити "шинҗаң"да уйғур тилини маарип сепидин сиқип чиқириватқан бир мәзгилгә тоғра кәлгән иди.

Йеқинда гуаңҗу шәһәрлик сияси кеңәшниң бир әзаси тәклип берип, гуаңҗу телевизийә истансисиниң программлирини "путоңхуалаштуруш"ни оттуриға қойған иди. Лекин бу тәклип гуаңдуңлуқларниң шиддәтлик қаршилиқиға учриған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.