Америка кеңәш палатасида гуәнтанамодики уйғурларни америкиға қоюп беришкә қарита өзгичә пикир чиқти
Мухбиримиз вәли
2009.04.25
2009.04.25
Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, америкиниң әң али қанун тикләш оргини болған кеңәш палатасиниң әзаси, аз санлиқлар партийиси рәһбири , җумһурийәтчи митч миконнел учур вастилириниң суаллириға җавап бәргәндә, "гуәнтанамодики уйғурларни америкиға қоюп бериш һәм қанунлуқ һәм мувапиқ болуш керәк. Бу мәсилидә , ақ сарай алди билән америкиниң җәмийәт аманлиқиға, америка пуқралириниң бихәтәрликигә капаләтлик қилишни ойлишиши керәк. Мәхсус террорчилиқ қилишқа тәрбийиләнгән кишини америкиға қоюп беришкә болмайду," дәп көрсәтти.
Хәвәрдә тәсвирлинишичә, америка 11 - сентәбир вәқәсигә инкас қайтуруш үчүн 2001 - йил өктәбирдә һәрбий һәрикәт башлиғанда, гуәнтанамодики 17 нәпәр уйғур өзлири туруватқан афғанистандики пинһан җайдин қечип чиқип, пакистан тәвәликидики тағлиқ районларға келип қалғанда тутулуп, америкиға өткүзүп берилгән кишиләр иди.
Улар америкида , буниңдин 4 йил бурун 'дүшмән җәңчиси әмәс' дәп ақланғандин кейинла, америка мудапиә министирлики билән ташқи ишлар министирлики, бу уйғурлар хитайға қайтурулса зиянкәшликкә учрап қелиштин сақлиниш үчүн, уларни үчинчи бир дөләткә орунлаштуруш үчүн тиришқан болсиму, әмма үнүм һасил қилалмиди.
Өткән йил өктәбирдә, америка сотчилири бу уйғурларни америкиға қоюп бериш һәққидә буйруқ чүшүргән иди. Барак обама һөкүмитиму 'бу уйғурларни хитайға қайтурулиду, дәп тәсәввур қилмаслиқ керәк' дәп җакарлиди. Әмма бу 17 уйғурни америкиға қоюп бериш мәсилисидә һазирға қәдәр талаш - тартиш мәвҗут. Уларниң адвокатлири йәнила хизмитини давамлаштурмақта.