Һиндистан, пакистан билән болған мунасивитини яхшилашқа тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини билдүрди
Франсийә агентлиқида нәқил қилишичә, һиндистан ташқи ишлар министири кришна әпәнди пакистанниң тәклипини қобул қилип, келәр айда исламабадта зиярәттә болидиғанлиқини билдүрди.
2008 - Йили һиндистанниң бомбай шәһиридә йүз бәргән террорлуқ һуҗумини пакистанға җайлашқан ләшкири таибә тәшкилатиниң елип барғанлиқи илгири сүрүлгән. Һиндистан даирилири пакистандин бу вәқәгә алақидар шәхсләрниң қануний җавабкарлиқни сүрүштә қилиш тәләп қилған иди.
Бу һәқтә тохталған һиндистан ташқи ишлар министири кришна " ишлар биз ойлиғандәк болмиған болсиму, биз ваз кәчмидуқ. Биз пакистан билән алақә бағлашни изчил давамлаштуримиз" деди.
Пакистан 1947 - йили мустәқил болғандин кейин, һиндистан билән 3 қетим уруш қилған иди.