Икки корийиниң һәрбий қисимлири бүгүн җидий һаләттә туруватиду
Бу вәқә, икки корийә оттурисида йәттә йилдин буян йүз бәргән тунҗи қетимлиқ тоқунуш болуп һесаблиниду. Мәркизи агентлиқиниң баян қилишичә, шималий корийә тәрәпниң хитай һәдийә қилған бир сақчи парахоти зәхмиләнгән вә бир офитсеригә оқ тегип өлгәндин кейин чекингән. Җәнубий корийә тәрәп һечқандақ зәхмигә учримиған.
Б б с ниң баян қилишичә, икки корийә оттурисида йүз бәргән бу һәрбий тоқунуш, америка президенти обама җәнубий корийини зиярәт қилиш алдида турған бир вақитқа тоғра кәлди. Вәқә йүз берип бир нәччә саәттин кейин, америка ташқи ишлар миниситирлиқи шималий корийигә пәвқуладдә әлчи әвәтип, йил ахирида вашингтон билән пенйоң оттурисида тунҗи қетим бивастә сөһбәт өткүзүш тәшәббусини оттуриға қойди.
Хәвәрдә ейтилишичә, гәрчә бүгүн шималий корийиниң өч алидиғанлиқидин һечқандақ шәпә болмисиму, әмма икки корийиниң һәрбий қисимлири йәнила юқири дәриҗилик җиддий һаләттә турмақта.