Әй вейвей үчүн имза йиғиватқан бир тор бәт хитай хаккирлириниң һуҗумиға учриди
2011.04.21
Америкидики “өзгириш” исимлик бу тор бәттә әй вейвей үчүн чиқирилған чақириқнамигә һазирғичә йүз миңдин артуқ адәм қол қойған. Әмма чаршәнбә күни бу тор бети хитайдин кәлгән хаккирлиқ һуҗумидин тақилип қалған.
Мәзкур тор бәтниң директори бән рәттерийниң франсийә агентлиқиға ейтишичә, мәзкур тор бәт дүшәнбә күнидин етибарән кашилиға учрашқа башлиған болуп, бузғунчилиқ қилған мәнбәниң хитайдин кәлгәнлики ениқланған.
У сөзидә, бу һуҗумниң хитайдики кишилик һоқуқ вә пикир әркинликини боғуш һәрикитиниң йәнә бир ипадиси икәнликини вә буниң өзлириниң хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидики әндишилирини техиму ашурғанлиқини ейтқан.
Игилинишичә, әй вевейни қоллаш үчүн интернетта елип берилған бу қол қоюш һәрикитини ню-йорк гогенхим музейи, ню-йорк сәнәт музейи, лондон тет музейи вә франсийидики заманиви сәнәтләр музейи қатарлиқ орунлар бирлишип башлиған икән.
Хитайдики тонулған бинакарлиқ қурулуш сәнәткари, кишилик һоқуқ паалийәтчиси әй вейвей 3-апрел күни хоңкоңға қарап учуш алдида турғанда қолға елинған иди. Вәқә америка башчилиқидики ғәрб әллири вә кишилик һоқуқ органлириниң қаттиқ тәнқидигә учриди. Әмма хитай даирилири униң баҗ йошуруш җинайити сәвәблик тәкшүрүлүватқанлиқини илгири сүрүп, уни тутуп турушни давам қилмақта.