Иран өктичилири намайишта өлтүрүлгәнләрни пәйшәнбә күни хатириләшкә чақирди
Мухбиримиз вәли
2009.06.23
2009.06.23
Б д т ниң баш катиби бан кимун бүгүн иранни адәм тутушни дәрһал тохтитишқа чақирди. У чақириқида, иранда 'хәлқниң топлиниш вә пикир баян қилиш әркинлики' гә һүрмәт қилиниши лазимлиқини вә һәр тәрәп ихтилапларни тинч шәкил билән қанунлуқ һәл қилиши лазимлиқини көрсәтти.
Бу вақитта, иранда аманлиқ сақлаш күчлири барғанисри күчлинип, намайишчилар һалсираватқан вақитта, карруби хәлқни техиму чоң намайиш елип беришқа чақирди.
Иранда бир қисим хәлқ президент сайлиминиң нәтиҗисигә нарази болуп намайиш қилғандин кейин, бундақ намайишлар қораллиқ бастурулушқа йүзләнди. Әмма намайиш тохтимиди. Түнүгүн иранниң әң алий диний рәһбири хамейнийниң ислам инқилаби муһапизәт қисимлири намайиишчиларға агаһландуруш бәргәндин кейинму намайиш тохтимиди.