Ирақ қошунлири бағдадниң тоқунуш районини игилиди
Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, вәқәниң келип чиқишиға сәвәб болған амил шуки. Һөкүмәт тәрәп шу җайда турушлуқ бир сүнний мәзһипиниң әрбабини қолға алған болуп, бу сүннийләрниң наразилиқини қозғиған һәмдә улар қолға елишқа кәлгән ирақ әскәрлиригә оқ чиқарған.
Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу җәрянда үч адәм өлгән болуп, бир нәпири ирақ сақчиси, икки нәпири пуқра икән. Йәкшәнбә күнигә кәлгәндә етишиш техиму күчәйгән болуп, ирақ һөкүмәт қошуни вә бағдадта турушлуқ америка қошуни бу йәрни қоршавға елип, уларни тәслим болушқа чақирған.
Йеқинқи вақитлардин буян бағдадта өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумлар вә тоқунушлар бир қәдәр азлиғанлиқи билдүрүлмәктә. Бу ирақтики вәзийәтниң муқимлишишқа қарап маңғанлиқи билән мунасивәтлик икән.
Фадил райони бағдаттики сүннийләр көп җай болуп, буниңдин бир - икки йил илгири мәзкур җай база тәшкилатиниң адәмлири тәрипидин контрол қилинған болуп, бирақ йәрлик кишиләрниң қоллишиға еришәлмигән вә бу сүннийләрниң бир қисими һөкүмәт тәрәпкә өткән.