Дуня ислам қурултийи уйғурларниң әһвалини көздин кәчүрүш учун тәкшүрүш өмики йолға салди
Мухбиримиз җүмә
2009.08.17
2009.08.17
Тәкшүрүш өмики 15 - авғуст хитайға қарап йолға чиқти.
Қурултай тарқатқан хәвәрдә көрситилишичә, мәзкур тәкшүрүш өмикигә дуня ислам кеңиши аз санлиқлар бөлүми мәслиһәтчиси сәйид қасим ал масири баш болуп маңған.
Хәвәр қилинишичә, хитай һөкүмити қурултай баш катипи әкмәләддин иһсаноғлуни " 5 - июл үрүмчи вәқәси" дин кейин уйғурларниң әһвалини тәкшүрүшкә тәклип қилған. Өмәкниң дәсләпки вәзиписи кеңәшниң баш катипи әкмәләддин иһсаноғлуниң хитай зиярити үчүн дипломатик тәйярлиқ қилиш икән.
Мәлум болушичә, өмәк уйғур елигә берип, 5 - июл үрүмчи вәқәсини кәлтүрүп чиқарған сәвәбләр үстидә тәкшүрүш елип барғандин кейин, хитайдики мусулманлар ниң әһвалини көздин кәчүридикән.
Баш штаби сәуди әрәбистанниң җиддә шәһиригә җайлашқан дуня ислам қурултийи, дуня мусулманлириниң һоқуқни қоғдашни баш мизан қилған.
Кеңәш баш катипи иһсаноғлу, 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин хитай даирилири билән алақә қилған вә 25 - июл дәмәшиқ шәһиридә ечилған министирлар йиғинда,уйғур мусулманлириниң қануний һоқуқлирини капаләткә игә қилиш учун хитай тәрәп билән изчил алақә қилиш тәшәббусини оттуриға қойған.