Хитай даирилири җяң земин һәққидики тор муназирилиригә чәклимә қойди
Җяң земинниң 90 йиллиққа қатнишалмиғанлиқи вә буниң сәвәби ахбарат васитилириниң һәмдә көзәткүчиләрниң қизиқишини қозғиған иди. Җүмә күнки чай зияпитигә җяң земиндин сирт компартийиниң қери- чөрә, садиқ вә сабиқ рәһбәрлириниң һәммиси қатнашқан. Хоңкоң мәтбуатлириниң бүгүнки хәвәрлиридә униң бейҗиң 301-һәрбий дохтурханида йетип қалғанлиқи илгири сүрүлгән.
Көзәткүчиләр, гәрчә җяң земин буниңдин 9 йил бурун арамға чиққан болсиму, лекин униң партийә вә һәрбийдики тәсир күчи һазирға қәдәр мәвҗүтлуқини билдүрмәктә. Хоңкоң ахбарат васитилириниң билдүрүшичә, 3-чесла 301-дохтурханиға җяң земинни йоқлап барған һәрбий әмәлдарларниң көплүки мухбирларниң диққитини қозғиған.
Җяң земин хитай ислаһат йолиға маңған йеқинқи 30 йилдин буян әң сәзгүр дәврдә һакимийәт сориған шәхс. Униң дәвридә хитайниң уйғур сиясити түп өзгириш ясап, уйғурларни бастурушни күчәйтишкә йүзләнгән.
Хитай компартийисиниң 1996-йили чиқарған уйғурларни бастуруш тоғрисидики “7-номурлуқ һөҗҗити” униң рәһбәрликидә чиқирилған иди. Тор сақчилири хитай тор бәтлиридә башланған җяң земин һәққидики бәс-муназириға чәклимә қойған.