Дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар шәрқий түркистан җумһурийәт күнини хатириләшкә тәйярлиқ қилмақта

Һәр йили 12 - ноябир күни, 1933 - йили, 12 - ноябир қәшқәрдә, 1944 - йили, 12 - ноябир ғулҗида қурулған икки қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийитиниң хатирә күни, бу күнни хатириләш әнәниси чәтәлләрдики уйғурлар арисида узундин буян давамлашмақта.
Мухбиримиз үмүдвар
2010.11.07

Америка уйғурлири җәмийити билән хәлқара уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди җәмийити уқтуруш чиқирип, бу йил 12 - ноябир күни пайтәхт вашингтон йенидики фәирфакис шәһиридә җумһурийәт күни хатирә паалийити өткүзидиғанлиқини елан қилди.

Игилишимизчә, дуняниң башқа җайлиридики, мәсилән явропа иттипақиға тәвә дөләтләр, оттура асия мәмликәтлири, түркийә вә башқа әлләрдики уйғур тәшкилатлири һәм җамаәтлири җумһурийәт күнини хатириләш үчүн түрлүк паалийәт вә мурасимларға тәйярлиқ қилмақта.

Бу йил 12 - ноябир, 1933 - йили қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң қурулғанлиқиға 77 йил,  1944 - йили, 12 - ноябир күни ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийитигә 66 йил тошиду. Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим икки җумһурийәтниң хатирә паалийәтлиригә йеқиндин көңүл бөлүп, орунлаштуруш елип барған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.