Вашингтонда шәрқий түркистан җумһурийәт күни хатириләнди

12 - Ноябир күни уйғурларниң йеқинқи заман тарихида қурулған икки җумһурийәтниң хатирә күни. Уйғурлар 1933 - йили 12 - ноябир күни қәшқәрдә, 1944 - йили 12 - ноябир күни ғулҗида икки қетим шәрқий түркистан җумһурийитини қурған иди.
Мухбиримиз ирадә
2010.11.12

Икки җумһурийәтниң қурулған күнини чәтәлләрдики уйғурлар узундин буян түрлүк паалийәтләр арқилиқ хатириләп кәлмәктә. Бүгүн америкиниң пайтәхти вашингтон әтрапидики уйғурлар бир йәргә йиғилип шәрқий түркистан җумһурийәтлириниң қурулған күнини хатирилиди. Паалийәттә уйғур миллий һәрикитиниң йетәкчиси рабийә қадир ханимниң тәбрик сөзидин кейин мутәхәссисләр нутуқ сөзлиди.

Буниңдин сирт бу күн йәнә яврупа, оттура асия вә түркийә қатарлиқ дөләтләрдики уйғурларму түрлүк паалийәтләр арқилиқ бу күнни хатирилигән.

2010 - Йили 12 - ноябир күни 1933 - йили қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң қурулғанлиқиға 77 йил, 1944 - йили, 12 - ноябир күни ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийитигә 66 йил толди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.