Һиларий клинтон: 'биз хитайни тибәт вә шинҗаңдики аз санлиқ милләтләрниң һоқуқини қоғдашқа чақиримиз'

Америка ташқи ишлар министири һиларий клинтон ханим бүгүн, хитай вә русийә қатарлиқ дөләтләргә қаратқан сиясити һәққидә тохталғанда уйғур кишилик һоқуқ мәсилисини тилға алди вә хитайни уйғур ели хәлқиниң кишилик һоқуқини қоғдашқа чақирди.
Мухбиримиз җүмә
2009.12.14

Клинтон ханим бу һәқтики сөзләрни обама һөкүмитиниң кишилик һоқуқ сиясити һәққидә тохталғанда оттуриға қойди. У дунядики барлиқ дөләтләргә қаратқан кишилик һоқуқ сияситидә, болупму хитай вә русийә қатарлиқ һалқилиқ дөләтләргә қаратқан сияситидә әмәлийәтчан позитсийә тутидиғанлиқини тәкитлиди.

У, америкиниң хитай вә русийә билән иҗабий мунасивәт орнитишини истәйдиғанлиқини вә улар билән сәмимий сөһбәт елип беришниму алдинқи орунға қойидиғанлиқини билдүргәндин кейин: " биз хитайни тибәт вә шинҗаңдики аз санлиқ милләтләрниң һоқуқини қоғдашқа чақиримиз" деди.

У йәнә, америкиниң хитай вә русийигә қаратқан сияситидә өз - ара мәнпәәт қатарлиқ җәһәтләрдила әмәс, бәлки йәнә мәзкур дөләтләрдики кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилаштиму бу дөләтләр билән бирликтә ишләйдиғанлиқини билдүрди.

Америка президенти обама хитай зиярити җәрянида хитайдики динға ишәнгүчи аз санлиқ милләтләр һоқуқи һәққидә тохталған иди. Һалбуки, клинтон ханимниң юқирида оттуриға қойғанлири обама һөкүмити юқири дәриҗилик хадимлириниң тунҗи қетим уйғур ели кишилик һоқуқ мәсилисидә очуқ ашкара тохтилишни болуп һесаблиниду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.