Бу йил уйғур елигә келидиған аққун ишчилар саниниң бир йерим милйонға йетидиғанлиқи тәхмин қилинмақта

Уйғур районлуқ қатнаш-транспорт назарити бу йил ичидә хитай өлкилиридин келидиған бир йерим милйон аққун ишчини күтүвелишқа тәйярлиқ көрмәктә.
Мухбиримиз ирадә
2012.03.29

Һәрқайси хитай өлкилиридин келиватқан аққун ишчи сани һаваниң иссиши билән бирақла өрлигән болуп, һазир үрүмчи пойиз истансисиға келиватқан аққун ишчи сани күнигә оттура һесаб билән 7000 әтрапида икән.

Бу ишчиларниң асаслиқ мәнзили һазир түрлүк қурулуш пиланлири йолға қоюлуватқан үрүмчи, пичан, куйтун, корла вә қәшқәр қатарлиқ чоң вилайәт вә шәһәрләр болуп, нөвәттә даириләр бу ишчиларни мәнзилигә вақтида бихәтәр тошуш үчүн тәдбир елишқа башлиған.

Шинхуа тори бу һәқтики хәвиридә, “уйғур районида бу йил зор қурулуш түрлири иш башлап, адәм вә техника күчигә болған еһтияҗ артқанлиқтин, ичкиридин келидиған ишчилар сани көрүнәрлик артти” дегән. Уйғур ели бүгүнгичә хитай өлкилиридин келиватқан милйонларчә хитай аққун ишчини иш билән тәминләп келиватқан болсиму, әмма уйғур яшлири өз юртида иш пурситигә еришәлмәй, хитай даирилири тәрипидин түрлүк намлар астида хитай өлкилиригә қайта тәрбийилинишкә, әзан әмгәк күчи қатарида ишләшкә әвәтилмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.