Сабиқ қизил кехмир рәһбәрлири сотланмақта

Камбодийидә уруш җинайәтчилирини сотлаш үчүн, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң қоллиши билән камбодийидә қурулған алаһидә сотта, 70 ‏ - йилларда коммунист хитай һөкүмити камбодийидә қурған қизил кехмир һакимийитиниң рәһбәрлириниң бири болған дух түнүгүн, инсанийәткә қарши туруш вә инсанийәтни қийнаш җинайити билән әйиблинип сотланди
Мухбиримиз вәли
2009.02.18

Бирләшмә агентлиқиниң пнампиндин хәвәр қилишичә, қизил кехмир дәвридин сақ қалған кишиләр әйни заманда аләмгә патмиған залимларниңму һаман җазаға тартилидиған күни болғанлиқини өз көзи билән көрүп, бу заманға апирин оқуди. Қизил кехмир рәһбәрлири сотланған мәйданға кәлгән адәмләр сот залиға сиғмиди.

Түнүгүн сотланған 65 яшлиқ дух 1975‏ - йилидин 1979‏ - йилиғичә с бәлгилик түрминиң башлиқи болған. Әйни заманда, бу түрмидә қизил кехмир һакимийитигә қаршилиқ көрсәткән кишиләрдин қийнап өлтүрүлгән адәм сани 1 милйон 200 миң. Тәқдирниң қисмити билән сақ қалған адәм аран 20.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.